исираилийә алимлири ваксиналарниң омекронға қарши үнүминиң %90 икәнликини елан қилди

исираилийә алимлири ваксиналарниң вухән вируси (Kovid-19) варийантлириға қарши үнүминиң %90 кичә икәнликини елан қилди.

1741552
исираилийә алимлири ваксиналарниң омекронға қарши үнүминиң %90 икәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә сәһийә министири нитзан хоровитз (Nitzan Horowitz) йеқинқи алтә ай ичидә икки шишә ваксина әмләткән йаки үчинчи шишә күчәйтилгән ваксина әмләткән кишиләрниң омикронға қарши қоғдиниш нисбитиниң йуқири икәнликини билдүрди.

у: «алдимиздики күнләрдә ваксинаниң омикрон варийантиға қарши үнүми һәққидә техиму тоғра мәлуматларға игә болимиз. әмма, биз һазирдин башлапла үмидвар.  чүнки толуқ ваксина әмләткәнләр бу варийанттин қоғдиналайду» деди.

исираилийә телевизийәсидә файзер ваксинасиниң омикрон варийантиниң алдини %90 алалайдиғанлиқи, ваксина әмләтмигәнләрниң кесилиниң еғир болидиғанлиқи хәвәр қилинди.

исираилийә шеба тиббий мәркизидә, икки дохтурда омикрон варийантиниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

германийәниң йеңи сәһийә министир намзати болған клинкилиқ йуқумлуқ кесәлликләр пирофессори карл лавтербах  (Karl Lauterbach) дәсләпки доклатларниң, омекронниң йеңи йиллиқ һәдийә болуш мумкинликини, һәтта вабаниң ахирлишишини тезләштүрүш мумкинлики мәнисини билдүридиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر