ғәззәдә, меңә пәрдә йаллуғи вә C типлиқ җигәр йаллуғи бимарлири байқалди

исраилийәниң вәһшийанә һуҗуми астидики ғәззә районида, меңә пәрдә йаллуғи вә C типлиқ җигәр йаллуғи бимарлири байқалди.

2132004
ғәззәдә, меңә пәрдә йаллуғи вә C типлиқ җигәр йаллуғи бимарлири байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин сәһийә министирлиқиниң йазма байанатида, исраилийәниң һуҗумлири сәвәбидин өй-маканлиридин айрилған пәләстинликләр арисида паскина суниң тешип кетиши вә ичимлик ​​суниң кәмчиллики сәвәбидин сағламлиқ мәсилилириниң оттуриға чиққанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «меңә пәрдә йаллуғи вә C типлиқ җигәр йаллуғиға гириптар болғанлар байқалди» дейилди һәмдә  нурғун йуқумлуқ кесәлликләрниң кочилар вә чедирларда тарқиливатқанлиқи вә бу әһвалниң, болупму балилар арисида сағламлиқ апити кәлтүрүп чиқириш хәвпи йаратқанлиқи агаһландурулди.

министирлиқниң байанатида мунасивәтлик хәлқара вә инсанпәрвәрлик тәшкилатлириға «зөрүр вә тездин бу әһвалға арилишиш» чақириқ қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر