гретсийә парламентида җедәл чиқти

парламент әзаси константинос флорос парламент әзалириға зораванлиқ қилиш җинайити билән қолға елинди.

2132009
гретсийә парламентида җедәл чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: гретсийә парламентида оңчил гиретсийә һәл қилиш чариси партийәсиниң рәиси керийакос велопулосниң чиқилилмаслиқ һоқуқини елип ташлаш һәққидики музакириләр җәрйанида малиманчилиқ йүз бәрди.

таратқуларниң хәвиригә асасланғанда, йиғин җәрйанида алди билән оңчил спарта партийәсидин айрилған парламент әзаси константинос флорос билән гретсийә һәл қилиш чариси партийәси парламент әзаси василис грамменос оттурисида ағзаки талаш-тартиш йүз бәргән.

музакиридин кейин парламент каридоридиму давамлашқан талаш - тартиш җәрйанида, константинос флорос василис грамменосқа  мушт атқан.

шуниң билән парламент башлиқи константинос тасулас филоросни парламенттин 15 күн узақлаштуруш қарари алған.

филорос йәнә,  парламент әзалириға вәзипә өтәватқан мәзгилдә зораванлиқ қилған әһвал астида, 10 йилиқ қамақ җазаси бериш бәлгилигән җинайи ишлар қануниниң 157 - маддисиға бинәән қолға елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر