31.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1700099
31.08.2021

 

«‹әлқудсул әрәби› гезити», әбузәбиниң тәхт вариси (муһәммәд бин зәйид әл нәһйан) ниң  әрәб бирләшмә хәлипилики  билән түркийә оттурисидики мунасивәтләр начарлашқандин буйан тунҗи қетим җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән алақилашқанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», «бихәтәрлик доклати агаһландурмәқта. ливанда иҗтимаий партлаш муқәррәр һалға кәлди» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», исраилийәниң ғәрбий қирғақтики қанунсиз қилмишлирини хатирилигән б д т доклатиға асасланғанда, 2021-йили 55 пәләстинликниң ишғалийәтчиләрниң оқлирида шәһид болғанлиқини хәвәр қилди.

«германийә авази радийоси», германийәниң 2021-йилиниң алдинқи 6 ейида, 47 миң 400 панаһланғучини қобул қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Tagesschau.de› хәвәрләр тори», германийәниң пул пахаллиқи нисбитиниң йеқинқи 28 йилдики әң йуқири сәвийәгә йәткәнликини вә 8-айдики пул пахаллиқи нисбитиниң %3.9 болғанлиқини хәвәр қилди.

«‹Wiener Zeitung› гезити», авистирийә баш министири себастийан курзниң берлинда вәзиписидин айрилидиған германийә баш министири ангела меркел билән ахирқи қетим көрүшкәнликини вә  уларниң мунасивәтлириниң һәмишә соғуқ болғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», австрийә билән полшаниң афғанистанлиқ көчмәнләрниң келишини тосуш үчүн йавропа иттипақиниң қаттиқ қанитиға башламчилиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

перуда чиқидиған «‹El Comercio› гезити»,  20 йиллиқ уруштин кейин, американиң афғанистандин чиқип, дөләтни талибанға тапшуруп бәргәнликини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған «‹La Jornada› гезити», мексикадики сағламлиқ хәвипидин мудапиәлиниш комитети (кофеприс) ниң куба ваксиниси «абдала» тоғрисида иҗабий пикир бәргәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «<Lenta.ru> хәвәрләр тори», русийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили василий небензйаниң: «биз б д т бихәтәрлик кеңишиниң афғанистан тоғрисидики қарариға битәрәп беләт ташлидуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, русийәниң иркутск районидики бир ширкәтниң хитайға йағач әткәсчилики қилғанлиқи үчүн сотқа әрз сунулғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң « известийа гезити», украина пирезиденти мәслиһәтчиси алексей арестовичниң русийә билән болған сода мунасивитини үзүп ташлашниң дөләткә зийанлиқ икәнликини тәкитләп, «русийә бизниң бәшинчи чоң сода шерикимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити», 20 йиллиқ һәрбий мәвҗутлуқ вә җо байдин һөкүмитиниң бәш ай кечикишидин кейин, әң ахирқи америка әскәрлириниң кабулдин айрилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро›  гезити», җәнубий африқидики мутәхәссисләрниң пәвқуладдә тиз өзгириш күчигә игә йеңи бир ковид-19  вируси түрини назарәт қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

шивейетсарийәдә чиқидиған «‹ле мартин›  гезити», америка һөкүмитиниң ковид-19 йуқуми сәвәбидин пуқралирини «шивейетсарийәгә сайаһәткә бармаслиқ» қа чақирғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر