әрдоған ливийә мәркизи банкиси башлиқи сиддиқ әл кәбир билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ливийә мәркизи банкиси башлиқи сиддиқ әл кәбирниң зийаритини қобул қилди.

2132805
әрдоған ливийә мәркизи банкиси башлиқи сиддиқ әл кәбир билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақа идариси истанбулда өткүзүлгән учришишиқа мунасивәтлик байанатни һәмбәһирлиди.

байанатта, җумһур рәис әрдоғанниң учришишта, ливийәниң бирлики вә пүтүнлүкигә капаләтлик қилиш шундақла ливийә хәлқиниң тинчлиқи вә гүллинишигә капаләтлик қилишниң түркийәниң алдинқи қатардики ишлириниң бири икәнликини һәмдә ливийәдики мәсилиләрниң сиҗил вә узақ муддәтлик сийасий һәл қилиш йоли билән һәл қилинишиға түркийәниң төһпә қошушни давамлаштуридиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر