ирақниң шималида икки террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики мәтина районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ бир тәрәп қилинди.

2138342
ирақниң шималида икки террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған  байанатта мундақ дейилди:

«<террорчиларни издәп йоқитиш истиратегийәси> гә асасән, ирақниң шималидики мәтина районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ бир тәрәп қилинди. қәһриман қисимлиримиз районда әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр зәрбә бериш һәрикәтлирини қәтий ирадә билән кәскин давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر