түркийә: б д т ниң пәләстин қараридин интайин хурсәнмиз

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишидә пәләстин тоғрисидики қарар лайиһәсиниң мақулланғанлиқидин интайин хурсән икәнликини билдүрди.

2138278
түркийә: б д т ниң пәләстин қараридин интайин хурсәнмиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди:

«бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң пәләстинниң б д т ниң паалийәтлиригә техиму көп һәқ - һоқуқлар вә имтийазларға еришкән һалда қатнишишиға земин һазирлап беридиған қараридин интайин хурсәнмиз.»

«бу қарар хәлқара җәмийәтниң көпинчисиниң пәләстин хәлқиниң өз дөлити болуши вә икки дөләтлик һәл қилиш қилиш чарисини күчлүк қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим испатлап бәрди.»

«хәлқара җәмийәтни исраилийәниң ғәззәдики вәһшийликини тохтитиш үчүн конкрет қәдәмләрни ташлашқа вә пәләстин дөлитини етирап қилишқа чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر