түркийә ғәззәгә йардәм бериштә алдинқи орунда туриду

түркийә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм бериштә дунйа бойичә алдинқи орунда туриду.

2138273
түркийә ғәззәгә йардәм бериштә алдинқи орунда туриду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған  байанатида, түркийәниң ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм бериштә дунйа бойичә алдинқи орунда туридиғанлиқи, түркийәниң ғәззәгә қилған инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң 54 миң тонниға йәткәнлики билдүрүлди.

байанатта йәнә, түркийә тәрипидин һәр һәптидә 127 тонна ичимлик суниң ғәззәгә йәткүзүлүватқанлиқи, 400 дин артуқ пәләстинлик йаридар вә бимарниң түркийәдә давалиниватқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди:

«ғәззәгә давамлиқ йардәм қолимизни сунимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر