әрдоған 1 – май әмгәкчиләр байрими күнини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 1 – май әмгәкчиләр вә һәмкарлиқ байрими күнини тәбриклиди.

1631932
әрдоған 1 – май әмгәкчиләр байрими күнини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қан - тәр ақузуп меһнәт қилиш арқилиқ дөлитимизниң қудрәт тепишиғиму өчмәс төһпиләрни қошуватқан әмгәкчи қериндашлиримизниң 1 – май әмгәкчиләр вә һәмкарлиқ байрими күнини қизғин тәбрикләймән.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүнму, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, 1 – май әмгәкчиләр вә һәмкарлиқ байрими күнини тәбрикләп видеолуқ учур һәмбәһирлигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر