һиндистанниң тәнтәрбийә залидики вәқәдә 100 дин артуқ киши йариланди

һиндистанниң теләнгана өлкисигә қарашлиқ сурйапәт шәһридә тәнтәрбийә залидики  тамишибинлар суписи өрүлүп чүшүп,  100 дин артуқ киши йариланди.

1606665
һиндистанниң тәнтәрбийә залидики вәқәдә 100 дин артуқ киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң теләнгана өлкисигә қарашлиқ сурйапәт шәһридә өткүзүлгән 47-нөвәтлик мәмликәтлик өсмүрләр кабадди ләвһә талишиш мусабиқисида, мусабиқини көрүватқан тамашибинлар олтурған супа өрүлүп чүшти.

һиндистан мәтбуатлири вәқәдә адәм өлүш һадисиси көрүлмигәнликини вә 100 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

йариланғанлардин икки кишиниң әһвалиниң еғир икәнликини билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر