мәсут өзилниң фәнәрбаһчә командисиға йөткилишигә даир учур һәммәйләнни һайаҗанға салди

фәнәрбаһчә командисиға йөткилиши күн тәртипкә кәлгән аләмшумул шөһрәткә игә путбол маһири мәсут өзилниң акиси мутлу өзилниң фәнәрбаһчә һәққидә учур һәмбәһирлиши һәммәйләнни һайаҗанға салди.

1565120
мәсут өзилниң фәнәрбаһчә командисиға йөткилишигә даир учур һәммәйләнни һайаҗанға салди

түркийә авази радийоси хәвири: мутлу өзил иҗтимаий таратқу  һесабида,  «әлһәмдулиллаһ 10» дегән сөзгә фәнәрбаһчә бәлгисини қошуп һәмбәһирлиди.

мәсут өзилму иҗтимаий таратқуда бу учурға йақтуруш ишаритини қойди. бу иш фәнәрбаһчә мәстанилирини қаттиқ һайаҗанға салди. қисқиғинә вақит ичидә бу учур нурғун йақтурушқа еришти.

мәсут өзилниң енгланд кулуби арсенал билән тохтамни бикар қилиш һәққидә  келишим һасил қилғанлиқи, ахбаратларда кәң орун алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر