дунйа банкиси түркийә, йавропа вә оттура асийа доклатини елан қилди
дунйа банкиси түркийә иқтисадиниң бу йил %3, келәр йили %3.6 ашидиғанлиқиниң мөлчәрлиниватқанлиқини елан қилди.
2127083
түркийә авази радийоси хәвири: дунйа банкиси йавропа вә оттура асийа иқтисадиға мунасивәтлик доклатини елан қилди؛ доклатта, дунйа иқтисадиниң аҗизлишишқа, пул сийаситиниң чиңишқа, хитай иқтисадиниң астилашқа вә тавар баһасиниң төвәнләшкә йүзлиниши сәвәбидин бу йил йавропа вә оттура асийаниң йеңидин гүллиниватқан вә тәрәққий қиливатқан иқтисадий гәвдилириниң астилишиниң мөлчәрлиниватқанлиқи оттуриға қойулди.