түркийә тоқумичилиқ мәһсулатлири саһәси екиспортта наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди

түркийә тоқумичилиқ мәһсулатлири санаити саһәси бу йил биринчи пәсилдә 2 милйард 414 милйон 399 миң долларлиқ тоқумичилиқ мәһсулатлирини експорт қилди.

2133886
түркийә тоқумичилиқ мәһсулатлири саһәси екиспортта наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җәнуби анадолу експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, тоқумичилиқ мәһсулатлирини ишләпчиқарғучилар  бу йилниң биринчи пәслидә 183 дөләт вә әркин сода райониға тоқумичилиқ мәһсулатлирини експорт қилған.

бу мәзгилдә йавропа иттипақи әллиригә 938 милйон 524 миң долларлиқ тоқумичилиқ мәһсулатлири екиспорт қилинған. шуниң билән, йавропа иттипақи әллири бу җәһәттә әң көп нисбәтни игилигән.

италийәгә 204 милйон 503 миң долларлиқ, испанийәгә 135 милйон 760 миң долларлиқ, америка қошма иштатлириға 121 милйон 405 миң долларлиқ тоқумичилиқ мәһсулатлири екиспорт қилинған.

шуниң билән, бу җәһәттә италийә биринчи, испанийә иккинчи, америка қошма иштатлири үчинчи орунда турған.

тавар түрлири ичидә әң көп рәхт екиспорт қилинған, буниңдин 1 милйард 505 милйон 896 миң доллар кирим қилинған. бу мәзгилдә, 606 милйон 871 миң долларлиқ йип, 301 милйон 627 миң долларлиқ тала екиспорт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر