түркийә мәбләғ селиш фонди қурулиду

түрк дөләтлири ара иқтисад – сода мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш мәқситидә  түркийә мәбләғ селиш фонди қурулиду.

2141144
түркийә мәбләғ селиш фонди қурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк истанбулда чақирилған түркийә мәбләғ селиш фонди йиғинида қилған сөзидә,  түркийә мәбләғ селиш фондиниң 500 милйон долларлиқ мәбләғ билән қурулидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«түркийә мәбләғ селиш фондини қуруштики әң чоң нишанимиз, түрк дөләтлири оттурисидики иқтисадий вә сода мунасивәтлириниң тәрәққийатини капаләткә игә қилиштур.»

игилинишичә, түркийә мәбләғ селиш фонди дөләтлик вә хусусий селинмиларниң сүритини тезлитидикән, бу арқилиқ нурғун саһәләрдики лайиһәләр техника җәһәттин қоллашқа еришидикән.

түркийә мәбләғ селиш фонди оттура, кичик карханиларни тәрәққий қилдурушта  ачқучлуқ рол ойнайдикән, ул әслиһә, қайта һасил болидиған енергийә, йеза игилики, сайаһәт қатарлиқ селинмиларни көпәйтип, сиҗил иқтисадий тәрәққийатқа төһпә қошидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر