шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду

министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.

2131008
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.

министир мәһмәт шимшәк түркийәдә йолға қойулған иқтисадий пирограмма сайисида чәт әллик мәбләғ салғучиларниң түркийәгә болған қизиқишиниң күчәйгәнликини билдүрди.

өзлириниң қурулма ислаһати елип бериш арқилиқ түркийәниң қурулмисини күчәйтиватқанлиқлирини тәкитлигән шимшәк, инавәт баһалаш органлириниң түркийәгә бәргән баһалириниңму иҗабий икәнликини тәкитлиди.

пул-муамилә базарлириниңму түркийә базарлириға қизиқиватқанлиқини билдүргән хәзинә вә малийә министири шимшәк, «йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر