түркийәниң чай екиспорти 8 милйон 500 миң долларға йәтти

түркийәниң чай екиспорти 1-айдин 3-айғичә болған арилиқта алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 20 ешип, 8 милйон 555 миң 356 долларға йәтти.

2130803
түркийәниң чай екиспорти 8 милйон 500 миң долларға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қарадеңиз експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, түркийәдә ишләпчиқирилған чай бу йил 3 ай ичидә 96 дөләт, аптоном  район вә әркин сода райониға екиспорт қилинған.

2023-йили 1-айдин 3-айғичә 7 милйон 107 миң 943 доллар болған чай екиспорти бу йил охшаш мәзгилидә % 20 ешип, 8 милйон 555 миң 356 долларға йәткән.

бултурниң биринчи пәслидә 1465 тонна болған түркийәниң чай експорти бу йил охшаш мәзгилдә 1828 тонниға йәткән.

түрк чейиға болған әң йуқири тәләп белгийә, әнгилийә вә америкадин кәлгән.

бултурқиниң охшаш мәзгилдикидин пәрқлиқ һалда бу йил либерийә, мавританийә, киродийә, камерон, габон, полша, тунис, мисир, җәнубий судан, дубәй, бурунди, биразилийә, оттура африқа җумһурийити, венезуела , екватор гивинийәси, куба, җибути, ангола вә гамбийәгә чай екиспорт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر