түркийәниң сайаһәт кирими ашти

түркийәниң сайаһәт кирими бу йилниң биринчи пәсилдә бултурқи охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда %5.4 ешип, 8 милйард 784 милйон 800 миң долларға йәтти.

2133892
түркийәниң сайаһәт кирими ашти

түркийәниң авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини бу йилниң 1-айдин 3-айғичә болған сайаһәт истатистикисини елан қилди. буниңға асасланғанда, түркийәниң сайаһәт кирими биринчи пәслидә бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %5.4 ешип, 8 милйард 784 милйон 800 миң долларға йәткән. сайаһәт кириминиң 21 пирсәнти дөлитимизни зийарәт қилған чәт әлләрдә турушлуқ түркийә пуқралиридин киргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر