хитай дунйа сода тәшкилатиға америка үстидин әрз сунди

хитай американиң токлуқ аптомобил толуқлима сийасити сәвәбидин дунйа сода тәшкилатиға әрз сунди.

2120946
хитай дунйа сода тәшкилатиға америка үстидин әрз сунди
çin-abd.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай сода министирлиқи америка үстидин дунйа сода тәшкилатиға әрз сунғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

хитай сода министирлиқиниң байанатида, 2022 - йили америка мақуллиған пул пахаллиқини төвәнлитиш қануни арқилиқ йәрлик ишләпчиқарғучиларни толуқлима билән қоллапла қалмай, хитай вә дунйа сода тәшкилатиға әза башқа дөләтләрдин импорт қилинған мәһсулатларни базардин сиқип чиқиривитишни башлиғанлиқини һәмдә буниң наһәқ риқабәт шәкилләндүргәнликини илгири сүрди.

байанатта, бу иҗраатниң токлуқ аптомобил ишләпчиқириштики дунйави санаәт вә тәминләш зәнҗиригә зийан салғанлиқи, әрзниң хитай ишләпчиқарғучиларниң мәнпәәтини қоғдаш вә йәр шари характерлик йеңи енергийә вастичилиқ саһәсидә адил риқабәтни күчәйтишни нишан қилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, дунйа сода тәшкилатиниң өзи йахши көридиған йаки өзигә йеқин дөләтләргә алаһидә муамилә қилишни чәкләйдиған қаидәсигә американиң хилаплиқ қилғанлиқи тәкитлинип, вашингтон һөкүмитини айримчи толуқлима сийаситини тездин түзитип, йеңи енергийә вастилириниң дунйа санаәт вә тәминләш зәнҗириниң муқимлиқини қоғдашқа хизмәт қилдурушни чақириқ қилди.

байанатта, хитайниң дунйа сода тәшкилати әзалириниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққийатни илгири сүридиған қаидилиригә риайә қилған һалда санаәт толуқлимиси бәлгилимиригә һөрмәт қилидиғанлиқи уқтурулди.

хитай һөкүмитиниң йеңи енергийә вастисини (NEV) дәп атиғанлиқи, ток толуқлиғили болидиған, батарейә, арилаш мотор вә йеқилғу батарейәлик токлуқ аптомобилларниң ишләпчиқирилишини дөләт толуқлимиси билән қоллап келиватқанлиқи мәлум.

йавропа иттипақи комитети йавропа аптомобил ишләпчиқарғучилириға наһәқ риқабәт пәйда қилди, дегән сәвәб билән хитайдин импорт қилинған токлуқ  аптомобилларға қарита қошумчә тәкшүрүшни башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر