йилмаз: түркийәниң африқа билән болған  сода омумий соммиси 37 милйард долларға йәтти

түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз 2023-йили түркийәниң африқа қитәиси билән болған сода омумий соммисиниң 37 милйард долларға йәткәнликини ейтти.

2129949
йилмаз: түркийәниң африқа билән болған  сода омумий соммиси 37 милйард долларға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җәвдәт йилмаз истанбулда өткүзүлгән түркийә-танзанийә сода мунбири йиғинида қилған сөзидә, 2023-йили түркийәниң африқа қитәиси билән болған сода омумий соммисиниң 37 милйард долларға йәткәнликини тәкитләп мундақ деди:

«бу мәзгилдә експортимиз 2 милйард 100 милйон доллардин 22 милйард долларға, импортимиз 3 милйард 300 милйон доллардин 15 милйард долларға йәтти. танзанийә болупму йеқинқи мәзгилләрдики  ислаһатлири вә йәткүси тәрәққийат нишанлириниң түрткисидә елимизниң африқа қитәсидики әң муһим сода шериклириниң биригә айланди.»

йилмаз түркийәниң достанә дөләт танзанийә билән 2003-йили тәхминән 11 милйон доллар болған икки тәрәплик сода омумий соммисиниң 2023-йили 350 милйон долларға йәткәнликини қәйт қилди.

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз йәнә түркийә-танзанийә сода мунасивәтлиридики йошурун күчтин толуқ пайдилинишниң вақти йетип кәлгәнликини әскәртип мундақ деди:

«худайим буйруса, 21-әсир чоқум африқа вә түркийә әсири болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر