исраилийәниң инавәт дәриҗиси төвәнлитилди

хәлқара инавәт баһалаш оргини— Standard & Poor’s сийасий җуғрапийәлик хәвпни нәзәрдә тутуп, исраилийәниң инавәт дәриҗисини «AA-» тин «A+» қа чүшүрди.

2129863
исраилийәниң инавәт дәриҗиси төвәнлитилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара инавәт баһалаш оргини— Standard & Poor’s байанат елан қилип, исраилийәниң инавәт дәриҗисиниң «пассип» икәнлики оттуриға қойди.

иран билән болған йеқиндин буйанқи сүркилишниң, исраилийәниң әслидинла еғир болған сийасий җуғрапийәлик хәвпни техиму еғирлаштурувәткәнликигә ишарәт қилинған байанатта, тоқунушларниң йил бойи давам қилидиғандәк қиливатқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, исраилийәниң мудапиә чиқиминиң ешиши нәтиҗисидә, омумий хамчот қизил рәқиминиң 2024-йили дөләт ичи ишләпчиқириш омумий қиммитиниң%8 гә өрләп кетиш мумкинчилики барлиқи оттуриға қойулған байанатта йәнә, исраилийә иқтисадиниң өткән йилниң ахирқи чарикидә %5.7 төвәнлигәнлики әскәртип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر