асийаниң «милйардерлар пайтәхти» өзгәрди

нккеи асийа медийа оргининиң баш ишитаби шаңхәйгә җайлашқан һарун тәтқиқат институтини мәнбә қилған доклатиға асасланғанда, асийаниң «милйардерлар пайтәхти» өзгәргән.

2120600
асийаниң «милйардерлар пайтәхти» өзгәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нккеи асийа медийа оргининиң баш ишитаби шаңхәйгә җайлашқан һарун тәтқиқат институтини мәнбә қилған доклатиға асасланғанда, һиндистанниң бомбай шәһири 92 милйардири билән бейҗиңни арқида қалдуруп, асийа қитәсидики милйардерлар әң көп шәһәргә айланған.

доклатқа қариғанда, нийуйоркта 119, лондонда 97 милйардер бар болуп, бомбай 92 милйардер билән дунйа бойичә үчинчи орунда турған.

һиндистан миқйасида җәмий 271 милйардер бар икән, 92 милйардер бар болған бомбай шәһириниң иқтисади 2023- йили %7.5 ашқан.

дөләтни асас қилған баһалашта, хитай 814 милйардер билән биринчи орунда турған болсиму, хитайдики милйардерлар сани 2022-йилдикигә селиштурғанда 155 киши азайған.

америка қошма иштатлири 800 милйардери билән милйардерлар көп дөләтләр тизимликидә иккинчи орунда турған.

американиң өзәк ишләпчиқарғучи ширкити — Nvidia ниң баш иҗраийә әмәлдари җенсен хуаң 48 милйард доллар мәблиғи билән тизимликтики алдинқи 30 кишиниң ичигә киргән болса, гугул, мета вә микрософт хоҗайинлириниң байлиқидиму «көрүнәрлик ешиш» көрүлгән.

пән-техника саһәсидикиләрниң байлиқлириниң ешишидин башқа, америкалиқ нахшичи тайлор свифтниң байлиқиниңму ешип 1 милйард 200 милйон долларға йәткәнлики диққәт қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر