түркийәдә ишсизлиқ нисбити  йеқинқи 10 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә чүшти

түркийәдә ишсизлиқ нисбити 2023 – йилида алдинқи йилға селиштурғанда 1 номур азийип, %9.4 кә чүшти вә йеқинқи 10 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә төвәнлиди.

2119863
түркийәдә ишсизлиқ нисбити  йеқинқи 10 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси  2023- йилдики әмгәк күчи истатистика мәлуматлирини елан қилди.

буниңға асасланғанда, 15 йаш вә униңдин йуқири йаштики ишсизларниң сани 2023 - йили алдинқи йил (2022) ға селиштурғанда 318 миң киши азийип, 3 милйон 264 миң кишигә төвәнлигән.

ишсизлиқ нисбити 1 номур төвәнләп, %9.4 кә чүшкән.

ишқа орунлашқанларниң сани 2023-йили алдинқи йилға селиштурғанда 880 миң киши көпийип, 31 милйон 632 миң кишигә йәткән.

 ишқа орунлишиш нисбити 0.8 номурешип, %48.3 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر