америка мәркизий банкаси өсүм нисбитини өстүрмиди

америка мәркизий банкаси (Fed) өсүм нисбитини 23 йилдин буйанқи әң йуқири сәвийә болған %5.50-%5.25 арисида муқимлаштурди.

2118242
америка мәркизий банкаси өсүм нисбитини өстүрмиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий банкаси байанат елан қилип, өсүм нисбитини муқимлаштуруш қарариниң аваз бирлики билән елинғанлиқини билдүрди.

байанатта, ишқа орунлишиш нисбитиниң күчлүк шәкилдә ешиватқанлиқи, ишсизлиқ нисбитиниң давамлиқ төвәнләватқанлиқи вә пул пахаллиқиниң өткән йили (2023) төвәнлигәнлигән болсиму йәнила йуқири икәнлики қәйт қилинди.

америка мәркизий банкаси 2022-йили мартта пул пахаллиқиға қарши өсүм нисбитини өстүрүшни башлиған болуп, һазирғичә 11 қетим җәмий 525 номур өстүргән иди. нәтиҗидә өсүм 2001-йилдин буйанқи әң йуқири сәвийә болған %5.50-5.25% арисиғичә чиққан иди.

америка мәркизий банкаси бу қетимқисини қошқанда өсүмни бәш қетим арқиму арқа өстүрмәй муқим тутқан болди. ахирқи қетим 2023-йили ийулда 25 номур өстүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر