қушадасиға бир қетимдила миңларчә сайаһәтчи йетип кәлди

сайаһәт парахоти сайаһәтчиликиниң муһим мәркәзлириниң бири болған қушадасиға тәхминән 6 миң 700 сайаһәтчи олтурған бәш парахот йетип кәлди.

1852272
қушадасиға бир қетимдила миңларчә сайаһәтчи йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: малта байриқи есилған Celestyal Olimpia вә Star Flyer биләнпанама байриқи есилған MSC Lirica, норвегийә байриқи есилған Viking Sky вә маршал тақим араллири байриқи есилған Seven Seas Explorer намлиқ бәш парахот йолучилири билән бирликтә әгә портиға ләңгәр ташлиди.

парахоттин чүшкән бир қисим сайаһәтчиләр әфәс вә мәрйәм ана өйи сайаһитигә иштирак қилиш үчүн аптобусларға олтуруп порттин айрилди, сайаһәт пирограммисиға қатнашмиған сайаһәтчиләр болса, район мәркизи вә базарларни сәййарә һаләттә екскурсийә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر