сәуди әрәбистанлиқ сайаһәтчиләр олтурған айропилан трабзонға йетип кәлди

аридин үч йил өткәндин кейин тунҗи қетим сәуди әрәбистандин қозғалған бир айропилан 172 кишилик сайаһәт үмикини елип түркийәниң әң муһим сайаһәт мәркәзлириниң бири болған трабзонға йетип кәлди.

1851033
сәуди әрәбистанлиқ сайаһәтчиләр олтурған айропилан трабзонға йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: сайаһәтчиләр трабзон айродромида гүл - чечәкләр билән қарши елинди؛ трабзон вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири муавин дериктори мустафа асан вә түркийә сайаһәт ширкәтлири җәмийити шәрқий қара деңиз райони рәиси волқан кантарҗи йолучиларни қизғин қарши алди, учқучилар вә айропилан хадимлириға гүл тәқдим қилди.

андин сайаһәт үмики мулазимәт аптомобиллириға олтуруп меһманханиларға орунлашти.

кантарҗи, шәрқий қара деңиз райониниң оттура шәрқ дөләтлириниң сайаһәт саһәси үчүн интайин муһимлиқини тәкитләп, йеңи сайаһәт пәслидә сәуди әрәбистандин трабзонға тунҗи сайаһәтчиләр айропиланиниң кәлгәнликидин сөйүнгәнликини билдүрди.

волқан кантарҗи йеқинқи йилларда трабзон вә шәрқий қара деңиз райониниң сайаһәт йошурун күчиниң зор дәриҗидә ашқанлиқини тилға елип, биваситә айропилан қатнишиниң кәлгүси бир нәччә һәптә ичидиму давамлишидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر