түркийә дөләт ширкәтлириниң чәтәлдики мәблиғи 46 милйард 500 милйон долларға йәтти

муавин җумһур рәис фуат октай, «2021 - йилиниң ахириғичә, дөлитимиз ширкәтлириниң чәтәлдики мәблиғи 46 милйард 500 милйон долларға йәтти» деди.

1848202
түркийә дөләт ширкәтлириниң чәтәлдики мәблиғи 46 милйард 500 милйон долларға йәтти
akdeniz oyunları.jpg
oktay cezayir akdeniz oyunları.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай алҗирийәниң оран шәһиридә бир түркийә ширкитиниң полат-төмүр санаити алҗирийә ишләпчиқириш базисини екискурсийә қилип, мәсулардин мәлумат алди вә бу ишләпчиқириш базисидики түркийәлик ишчилар билән көрүшти.

фуат октай түркийәниң алҗирийә билән болған мунасивәтлириниң йалғуз икки дөләтниңла әмәс, бәлки турушлуқ пүтүн районниң тинчлиқи, муқимлиқи вә гүллиниши үчүн кәм болса болмайдиғанлиқини тәкитләп, «дунйаниң һәрқайси җайлирида бизгә вәкиллик қиливатқан ишчилиримиздин пәхирлинимиз, 2021-йилиниң ахириғичә, дөлитимиз ширкәтлириниң чәтәлдики мәблиғи 46 милйард 500 милйон долларға йәтти. буниңда шималий африқа дөләтлириниң омумий үлүши %4.1 әтрапида болди. бүгүнки күндә түркийәниң алҗирийәгә салған мәблиғи 5 милйард долларға йәтти. бу мәбләғ техиму өрләшни давамлаштурмақта» деди.

муавин җумһур рәис фуат октай йәнә, оран шәһиридики олимпик тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән 19 -  нөвәтлик ақ деңиз тәнһәрикәт мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

фуат октай ечилиштин илгирики зийапәттә, пирезидент абдулмәҗид теббун вә қатарниң әмири тамим бин һамид әс-сани билән көрүшти. зийапәттин кейин мусабиқә өткүзүлидиған тәнтәрбийә залиға барди. тәнтәрбийә залида башқа дөләт башлиқлири билән ечилиш мурасимини көздин кәчүрди.

19 – нөвәтлик ақдеңиз тәнһәрикәт мусабиқисиға 24 охшимиған түр бойичә түркийәдин 321 тәнһәрикәтчи қатнашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر