америка вә йавропа нефит ширкәтлири венезуелада паалийәт башлайду

америка вә йавропа нефит ширкәтлири венезуеладики паалийәтлирини қайтидин башлайду.

1828809
америка вә йавропа нефит ширкәтлири венезуелада паалийәт башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела муавин пирезиденти делги родригиз твитерда байанат елан қилип: «венезуела һөкүмити американиң йавропа вә америка нефит ширкәтлиригә венезуеладики паалийтлирини музакирә қилиш һәмдә қайтидин башлаш һоқуқини бәргәнлики тоғрисидики хәвәрләрни тоғрилиди шундақла тәстиқлиди» деди.

у венезуелаға йүргүзүлүватқан ембарголарниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулуши үчүн күрәшлирини давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитләп: «дунйа венезуеланиң иқтисадий җәһәттин әслигә келиши йолида тунҗи қәдәмлирини өзиниң тиришчанлиқи билән басқанлиқини, қанунсиз ембарголарни вә инсанийәткә хилап қоршавни йәңгәнликини билиду. хәлқимиз йеқинқи вақитлардики хизмәтлиримизни вә мувәппәқийәтлиримизни йеқиндин көзәтмәктә» деди.

у венезуеланиң демократик мәниви байлиқларға тайанған бир дөләт икәнликини әскәртип, дийалог өткүзүш үчүн тиришидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر