әрдоған келәр һәптә түркийә қолға кәлтүргән експорт рекортини елан қилиду

сода министири мәһмәт муш җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң келәр һәптә түркийә қолға кәлтүргән експорт рекортини елан қилидиғанлиқини билдүрди.

1753834
әрдоған келәр һәптә түркийә қолға кәлтүргән експорт рекортини елан қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: сода министири мәһмәт муш пайтәхт әнқәрәдә түркийә сода уйушмилири вә пайчек базири бирләшмиси (TOBB) да өткүзүлгән бирликниң ортақ кеңиши йиғиниға қатнашти.

мәһмәт муш ковид-19 йуқуми кәлтүрүп чиқарған сәлибий амилларға қаримастин, түркийә иқтисадиниң 2021-йили йуқири ешиш нисбитини қолға кәлтүргәнликини тәкитлиди.

түркийәниң експортта зор илгириләш вә өзгириш алдида турғанлиқини тәкитлигән мәһмәт муш, «келәр һәптә, җумһур рәисимиз експортта қолға кәлтүргән чоң рекортни елан қилиду. түркийә иқтисади 2022-йили вә униңдин кейинки мәзгилләрдиму експорт билән тәрәққий қилишни давамлаштуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر