лагарде йавро райониниң 2022 - йилида өсүм өстүрүш еһтимали йоқлуқини ейтти

йавропа мәркизи банкиси башлиқи киристин лагарде келәр йили йавро районида өсүм өстүрүш еһтималиниң йоқлуқини билдүрди.

1742671
лагарде йавро райониниң 2022 - йилида өсүм өстүрүш еһтимали йоқлуқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: рейтер агентлиқиниң бир паалийитидә соалларға җаваб бәргән лагарде,турақсизлиқ сәвәбидин базарниң йетәкләшкә еһтийаҗи барлиқи, шуңа йавропа мәркизий банкисиниң тәдбир бәлгиләш қарарини кечиктүрмәслики керәкликини оттуриға қойди.

йа мәркизий банкиси сийаситиниң наһайити рошән оттуриға қойулушиниң муһимлиқини тәкитлигән лагарде: «узун муддәтлик вәдиләрни бәрмәй турупму ениқлиққа ериштүрүшниң йоллири бар» деди.

келәр йили йавро районида өсүм өстүрүшниң анчә мумкин әмәсликини билдүргән лагарде, әгәр еһтийаҗ һасил болса, йавропа мәркизий банкисиниң өсүм өстүрүштә иккиләнмәйдиғанлиқини ейтти.

у йәнә пул пахаллиқи тоғрисида тохтилип: «мән доктәк көрүнидиған пул пахаллиқи һалитини көрүватимән. бу доклуқ һаман бир күни азийиду. пул пахаллиқиниң 2022 – йилиниң ахирида төвәнлишини мөлчәрләватимиз вә шундақ болидиғанлиқиға ишинимән» деди.

лагарде, йавро районидики йуқири пул пахаллиқини кәлтүрүп чиқарған енергийә баһасиниңму 2022-йилиниң ахирида зор дәриҗидә төвәнләйдиғанлиқиға ишинишкә йетәрлик асаслириниң барлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر