фитч түркийәниң иқтисадий ешиш мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

хәлқара инавәт дәриҗисини баһалаш оргини — фитч, түркийәниң бу йиллиқ иқтисадий ешиш мөлчәрини %10.5 кә чиқарди.

1742515
фитч түркийәниң иқтисадий ешиш мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: фитч түркийә иқтисади тоғрисида байанат елан қилип, түркийәниң йуқум өзини көрситишкә башлиған 2020  йили ички ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %1.8 ашқанлиқини хатирилитип өтти вә 2021 – йили %10.5 лик иқтисадий еишишни қолға кәлтүридиғанлиқини оттуриға қойди.

фитч сентәбирдә елан қилған «йәр шари иқтисадиға нәзәр» намлиқ доклатида, түркийә иқтисадиниң бу йил %9.2 ашидиғанлиқини мөлчәрлигәниди.

байанатта, 2022- йиллиқ дөләт иқтисадиниң ешиш мөлчәриниң %3.5 тин %3.6 кә өстүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, охшаш һаләттики дөләтләргә селиштурғанда түркийәниң иқтисадий ешишиниң күчлүк икәнликигә ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر