бу йил түркийә-италийә содисида тарихий рекорт йаритилиду

түркийә билән италийә оттурисида бу йил (2021) 20 милйард доллардин ашидиған сода омумий соммисиниң тарихий рекорт болидиғанлиқи билдүрүлди.

1739187
бу йил түркийә-италийә содисида тарихий рекорт йаритилиду

түркийә авази радийоси хәвири: италийә сода вә саәтчиләр бирләшмиси венедик сарийида «вабадин кейинки мәзгилдә италийә-түркийә сода мунасивәтлири» темисида, иқтисадий мунбәр йиғини өткүзди.

италийә сода вә саәтчиләр бирләшмиси башлиқи ливийо манзини (Livio Manzini) мунбәрниң ечилишида сөз қилип, түркийә билән италийәниң мәвҗут җуғрапийәдә тинчлиқ һәмдә муқимлиқни капаләткә игә қилиш мәқситидә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини вә бу саһәдә һәмкарлишиватқан икки иттипақдаш дөләт икәнликини билдүрди.

у италийәниң түркийәниң йавропа иттипақиға болған әзалиқ мусаписини көрүнәрлик дәриҗидә күчлүк қоллап келиватқан дөләтләрниң бешида келидиғанлиқини әскәртип: «охшаш җуғрапийәгә җайлашқан италийә билән түркийә, тарихий, иҗтимаий, мәдәнийәт вә иқтисадий җәһәттә биргә болушиниң һәр икки дөләтниң ортақ мәнпәәти үчүн зөрүр икәнликидәк аң билән һәрикәт қилди вә қиливатиду» деди.

у италийә билән түркийәниң тәбиий һәмкарлиқни әмәлгә ашурғанлиқини вә бу һәмкарлиқниң бүгүн хәлқаралиқ ортақ мувәппәқийәтләрниң һекайисини тәшкил қилидиғанлиқини билдүрүп: «бу йил 20 милйард доллардин ашидиған сода омумий соммиси үстидә тохтиливатимиз. бу тарихий рекорт» деди.

италийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси массимо гайани (Massimo Gaiani) түркийә билән болған мунасивәтләрдә нурғун иҗабий тәрәққийатларни көргәнликлирини вә икки дөләт оттурисида өзара ишәнчниң узун вақиттин бери орнитилғанлиқини қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر