америка русийәниң бир ширкәт вә икки парахотни ембарго тизимликигә киргүзди

америка «2-шималий еқим» (Nord Stream 2) туруба йоли лайиһәсидә русийәгә четишлиқ бир ширкәтни вә икки парахотни ембарго тизимилкигә киргүзүлгәнликини елан қилди.

1737375
америка русийәниң бир ширкәт вә икки парахотни ембарго тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен 2019-йиллиқ йавропа енергийә бихәтәрликини қоғдаш қануни рамкисида, «2-шималий еқим »  туруба йоли лайиһәсигә мунасивәтлик түзүтүш кирүзүлгән доклатни конгрәгә сунғанлиқлирини билдүрди.

у доклат тоғрисидики йазма байанатида: «доклатта <2-шималий еқим> туруба йоли лайиһәсигә қатнашқан икки парахот вә русийәгә четишлиқ трансадрийа (Transadria) ширкити ембарго тизимликигә киргүзүлди. трансадрийа ширкитигә 2019-йиллиқ йавропа енергийә бихәтәрликини қоғдаш қануни рамкисида ембарго йүргүзүлиду. бу ширкәтниң <марлин> парахоти чәкләнгән мал сүпитидә болиду» деди.

у конгрәгә сунулған доклатниң, америка һөкүмитиниң «2-шималий еқим » туруба йоли лайиһәсигә қарши икәнликини вә 2019-йиллиқ йавропа енергийә бихәтәрликини қоғдаш қануниға садиқ икәнликиниң көрсәткүчи икәнликини тәкитлиди.

у мәзкур доклат рамкисидики ембарголар билән бирликтә һазирғичә сәккиз кишигә ембарго йүргүзгәнликлирини вә җәмий 17 парахотни «2-шималий еқим»  лайиһәсигә четишлиқ 2019-йиллиқ йавропа енергийә бихәтәрликини қоғдаш қануни бойичә чәкләнгән мүлүк сүпитидә тизимликкә киргүзүлгәнликини әскәртти.

у: «һөкүмәт болуш сүпитимиз билән, ембарголиримизни асас қилған һалда <2-шималий еқим> туруба йолиға қарши турушни давамлаштуруватқан бир пәйттә, туруба йолиниң украинаға, алдинқи сәп линйәси болған натоға вә йавропа иттипақи дөләтлиригә қаритилған хирислирини азайтиш, русийәниң енергийә саһәсини өз ичигә зийанлиқ паалийәтлиригә қарши туруш үчүн германийә қатарлиқ иттипақдашлиримиз билән давамлиқ тиришмиз » деди.

җәмий 10 милйард йавро хираҗәт қилинидиған «2-шималий еқим» лайиһәси билән, йилда 55 милйард куб метир русийә газини балтиқ деңизи арқилиқ германийәгә йәткүзүш пилан қилинмақта.

украина, полша вә балтиқ дөләтлири қарши чиққан «2-шималий еқим» лайиһәсиниң асаслиқ саһиблири ичидә, газпром (Gazprom) дин башқа, шел (Shell), о м в (OMV), енҗи (Engie), йунапер (Uniper) вә винтершәл (Wintershall) қатарлиқ ширкәтләр бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر