әрдоған: түркийәгә мәбләғ салған һәрқандақ киши пушайман қилмайду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәгә ишинип мәбләғ салған һәр қандақ кишиниң пушайман қилмайдиғанлиқини ейтти.

1717185
әрдоған: түркийәгә мәбләғ салған һәрқандақ киши пушайман қилмайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған адана вә җәйһан наһийәсидә ул қойуш вә қурулуши тамамланған түрләрни колликтип хизмәткә кириштүрүш мурасимида нутуқ сөзлиди.

түркийәгә ишинип мәбләғ салған һәр қандақ кишиниң пушайман қилмайдиғанлиқини тәкитлигән әрдоған: «әксичә, у еришкән зор пайдидин давамлиқ мәмнун болиду. мән елимиз вә дунйадики барлиқ мәбләғ салғучиларни түркийә уларға сунған бу имканийәт вә пурсәттин пайдилинишқа тәклип қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған експортниң һәр айда рекорт бузуп ешиватқанлиқини әскәртип, йешил тәрәққийат инқилаби билән санаәттин експортқичә болған һәр саһәдә түркийәни йеңи бир балдаққа көтүргәнликлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر