түркийә 12 айлиқ екиспортта рекортни бузуп ташлиди

түркийәниң авғуст ейидики екиспорти алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 52 ешип, 18.9 милйард долларға йәтти.

1701546
түркийә 12 айлиқ екиспортта рекортни бузуп ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сода министири мәһмәт муш, түркийәниң авғуст ейидики екиспорти һәққидә бәргән байанатида, мундақ деди: «дөлитимизниң авғуст ейидики екиспорти, алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 52 ешип, 18.9 милйард долларға йәтти, 12 айлиқ екиспортму 207.5 милйард долларға йәтти, шуниң билән җумһурийәт тарихимиздин буйанқи рекортни бузуп ташлидуқ, екиспорт, йанвардин авғустқичә болған арилиқта, алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 37 ешип, 140.2 милйард долларға йәтти, йил ахирида екиспортниң 210 милйард долларға йетидиғанлиқиға ишәнчимиз камил, експортниң учқандәк тәрәққий қилишиға әгишип, ‹ковид – 19› йуқумидин бурунқи мувәппәқийәтлик басқучтин һалқип кәттуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر