түркийәниң айлиқ експорт миқдари ашти

түркийәниң експорт миқдари май ейида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %65.7 ешип 16 милйард 498 милйон долларға йәтти.

1667523
түркийәниң айлиқ експорт миқдари ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси билән түркийә сода министирлиқиниң май ейиға алақидар вақитлиқ ташқи сода санлиқ мәлуматлири елан қилинди.

мәзкур санлиқ мәлуматларға қариғанда, омумий сода системиси даирисидә експорт май ейида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда охшаш мәзгилигә селиштурғанда %65.7 ешип, 16 милйард 498 милйон долларға, импорт %54 ешип 20 милйард 627 милйон долларға йәткән.

импорт йанвар – май айлири мәзгилидә бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %38.3 ешип, 85 милйард 209 милйон долларға, импорт %25.2 ешип, 103 милйард 485 милйон долларға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر