касабланкадин анталйаға бивастә айропилан сәпири башлиниду

маракәш падишаһлиқ һава йоллири ширкити касабланкадин бивастә қатнайдиған чәт әл айропилан сәпәрлири линйәсигә анталйани қошти.

1664748
касабланкадин анталйаға бивастә айропилан сәпири башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: маракәш падишаһлиқ һава йоллири ширкитиниң фәйсбук бетидә, анталйаға айропилан сәпәрлири қошулғанлиқи тоғрисида байанат елан қилинди.

байанатта, 11-ийул (2021) дин башлап касабланкадики 5-муһәммәд айродурумидин анталйаға бивастә айропилан сәпириниң башлинидиғанлиқи уқтурулди.

байанатта, касабланка-анталйа айропилан сәпәрлириниң қетим сани тоғрисида мәлумат берилмиди.

касабланка-анталйа айропилан сәпәрлири маракәш билән түркийә оттурисидики 3-бивастә айропилан сәпири линйәси болуш алаһидиликигә игә. икки дөләт оттурисида 2005-йили касабланка-истанбул, 2019-йили маракәш-истанбул линйәлири ечилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر