тунҗи түркүмдики рус сайаһәтчиләр муғлаға кәлди

тунҗи түркүмдики рус сайаһәтчиләр олтурған айропилан муғладики бодрум айродурумиға қонди.

1619684
тунҗи түркүмдики рус сайаһәтчиләр муғлаға кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң пайтәхти москвадин 2012 йолучи билән бирликтә қозғалған айропилан, кәч тәрәпләрдә муғладики милас – бодрум айродурумиға қонди.

рус сайаһәтчиләр, бу мәвсумда тунҗи қетим өмәк һалитидә кәлгәнликличи үчүн, айропилан қонуш мәйданидики от өчүрүш әтрәтлири тәрипидин «су зибузиннәтлири» номурлири арқилиқ қарши елинди.

 айропиландин чүшкән рус сайаһәтчилар, рәсмийәтлириниң тамамлинишидин кейин, сайаһәт қилидиған бодрум наһийәсигә кетиш үчүн айродурумдин айрилди.

тав милас – бодрум айродуруми баш директори иҗлал қайаоғлу, ахбарат вастилириға бәргән байанатида, сайаһәт пәслисиниң тунҗи ташқи линийә учушини қарши алғанлиқлири үчүн үмидлик икәнликлирини әскәртиш билән бир вақитта, бу пәсилдә хәлқара авийатсийә линийәсидә сайаһәтчиләр саниниң бултурқиға селиштурғанда ешишини күтүватқанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر