әзәрбәйҗанда йеңи тәбиий газ записи байқалди

тәбиий газ вә конденсат записи каспий деңизиниң әзәрбәйҗанға тәвә қисмидики «шафақ-асиман» районидики қедирип тәкшүрүш җәрйанида тәбиий газ вә конденсат записи байқалди.

1607757
әзәрбәйҗанда йеңи тәбиий газ записи байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт нефит ширкити (SOCAR) ниң байанатиға қариғанда, шафақ – асиман райониниң 7189 метир чоңқурлуқида тәбиий газ вә конденсат записи байқалған.

байанатта, байқалған мәзкур тәбиий байлиқниң миқдарини ениқ бекитип чиқиш үчүн қошумчә тәкшүрүш хизмәтлириниң елип берилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

пайтәхт бакуниң шәрқий җәнубиға 125 киломитир келидиған «шафақ- асиман» райониниң йүз өлчими 1100 квадрат метир келиду.

деңиз чоңқурлуқи 650 билән 800 метир арилиқида болған мәзкур райондики тәкшүрүш хизмәтлирини SOCAR билән әнгилийә нефит ширкити (BP) елип бармақта.

SOCAR билән BP 2010- йили «шафақ-асиман» районида ортақ тәкшүрүш елип бериш тоғрисида келишим имзалиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر