түркийә йуқум мәзгилидин әң аз зийан билән өтүп кәткән дөләт

санаәт вә технологийә министири мустафа варанк түркийәниң вухән вируси (Kovid-19) мәзгилидин әң аз зийан билән өтүп кәткән дөләтләрдин бири болғанлиқини ейтти.

1594498
түркийә йуқум мәзгилидин әң аз зийан билән өтүп кәткән дөләт

түркийә авази радийоси хәвири: санаәт вә технологийә министири мустафа варанк 6-қетимлиқ йавро-асийа алий маарип синлиқ йиғиниға қатнишип, маариптин технологийәгичә вә йуқум мәзгилидә ташланған қәдәмләр үстидә тохталди.

у нурғун дөләтләр фабрикаларни тақиған болса, түркийәниң бу мәзгилдин әң аз зийан билән өтүп кәткәнликини билдүрди.

у мушу һәптә бешида елан қилинған 2020-йиллиқ иқтисадий ешишни тилға елип: «вабаға қаримай йилни мусбәт иқтисадий ешиш билән мувәппәқийәтлик ахирлаштурған иқтисади чоң иккинчи дөләт болдуқ» деди.

у дөләт ичидики еһтийаҗларни қамдапла қалмай, чәт әлләрдин кәлгән еһтийаҗларниму кам-күтсиз қандурғанлиқлирини әскәртип, бу мувәппәқийәт сайисида дунйаниң һәр қайси җайлиридики мәбләғ салғучиларниң түркийәгә болған қизиқишиниң ашқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر