иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ашти

түркийәниң иқтисадий ишәнч көрсәткүчи йанварда айлиқ нисбәттә % 1.6 ешип, 96.2 кә йәтти.

1572908
иқтисадий ишәнч көрсәткүчи ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини тәрипидин елан қилинған йанвар ейиға мунасивәтлик санлиқ мәлуматларға қариғанда, түркийәниң иқтисадий ишәнч көрсәткүчи йанварда, 2020 – йили декабир ейиға селиштурғанда % 1.6 ешип, 96.2 кә йәткән.

иқтисадий ишәнч көрсәткүчиниң ешишиға, истемалчилар вә мулазимәт кәспиниң ишәнч көрсәткүчлириниң ешиши түрткилик рол ойниған.

ишәнч көрсәткүчи йанварда алдинқи айға селиштурғанда % 4 ешип, 83.3 кә йәткән, мулазимәт кәспиниң ишәнч көрсәткүчи болса% 2.9 ешип, 101.9 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر