коломбийәдә бир сода сарийида партлаш йүз бәрди

коломбийәдә сайаһәтчиләр көп баридиған бир сода сарийида партлаш йүз бәрди. партлаш сода сарайниң айаллар һаҗәтханисида мәйданға кәлди. сүний усулда йасалған бомба үч адәмниң өлүмигә сәвәб болди. коломбийә пирезиденти партлаш билән мунасивәтлик учур билән тәминлигүчиләргә 35 миң доллар мукапат берилидиғанлиқини елан қилди.