афғанистандики кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 300 дин ашти

афғанистанниң бағлан вилайитидә йүз бәргән кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 300 дин ашти.

2138403
афғанистандики кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 300 дин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа йемәклик программиси (WFP)  ниң X иҗтимаий алақә һесабида бу һәқтә байанат елан қилинди.

буниңға асасланғанда, йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә бағлан вилайитидә шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә 300 дин артуқ кишиниң қаза қилғанлиқи вә 1000 ға йеқин өйниң вәйран болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа йемәклик программиси (WFP)  ниң кәлкүндә қаза қилғанларға йардәм тарқатқанлиқи уқтурулди.

йәнә бир тәрәптин, афғанистан метеорологийә идариси бәдәхшан, таһар, бағлан, пәнчишир, лагман, кунар, нуристан вә нангәрһар вилайәтлиридиму шиддәтлик йамғур йағидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш елан қилди.

түнүгүн әтигәндин буйан бағлан вилайитидә шиддәтлик йамғур давамлишиватқан болуп, валий мәһкимиси байанатчиси молла илим муҗиди «TOLONews» қанилиға бәргән байанатида, йеқинқи бир икки күндә йүз бәргән кәлкүн сәвәбидин 130 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 100 кишиниң йариланғанлиқини билдүргән иди.

даириләр кәлкүн апитигә учриған районларға җиддий йардәм бериш һәрикитиниң башланғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر