конгода йүз бәргән бомба һуҗумида 35 адәм өлди

конго демократик җумһурийитидә 5-айниң 8-күни йүз бәргән бомба һуҗумида һайатидин айрилғанларниң сани 35 кә йәтти.

2138271
конгода йүз бәргән бомба һуҗумида 35 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: бомба һуҗуми йүз бәргән гома райониниң мәсуллиридин ерик бванапуваниң билдүрүшичә, мусапирлар лагерида йүз бәргән бомба һуҗумида  һайатидин айрилғанларниң сани 35 кә йәткән.

игилинишичә, айаллар вә балиларниңму җениға замин болған вә җавабкарлиқини техичә  һечким өз үстигә алмиған бу һуҗумниң исйанчи гуруппилар тәрипидин елип берилғанлиқи тәхмин қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر