27.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2120930
27.03.2024

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», ташқи ишлар министирлиқи белгийәдә террорлуқ тәшкилати п к к ниң қоллиғучилириниң түркләрниң җамәлири вә җәмийәтлиригә қилиниватқан һуҗумлириға йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини, министир хақан фиданниң белгийә ташқи ишлар министири билән алақиләшкәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», истанбулниң бу йил (2024) ниң дәсләпки икки ейида 2 милйон 457 миң 518 чәт әллик сайаһәтчини күтүвалғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, истанбулға кәлгән чәт әллик сайаһәтчиләр саниниң өткән йил (2023) ниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %8.08 ашқанлиқи вә әң көп кәлгән чәт әллик сайаһәтчиләрниң руслар икәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийә авийатсийә вә аләм санаити ширкити йасиған «3-анка» (ANKA III) учқусиниң үчинчи қетим синақ қилинғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, «3-анка» учқусиниң икки саәт синақ учушини ғәлибилик ахирлаштурғанлиқи билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», түркийә айаллар валийбол командисиниң әзаси әда әрдәм дүндарниң амерка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин «хәлқара җәсур айаллар» мукапатиға лайиқ көрүлгәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر