22.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2130600
22.04.2024

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң түнүгүн (21-апрел) мавританийә ташқи ишлар министири муһәммәд салим вилд мәрзуқи билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, хақан фиданниң «1967-йили бәлгиләнгән чегралар асасида пайтәхти шәрқий қуддус болған, игилик һоқуққа игә вә мустәқил пәләстин дөлити қурулғичә тиришчанлиқлиримиз үзлүксиз давамлишиду» дегәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», җәнубий корейәниң әнқәрәдики баш әлчиси җейоң йеондониң түркийә-җәнубий корейә оттурисдики мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиқлар үстидә тохтилип: «түркийәниң учқулири, деңиз аппаратлири вә әң йеңи технологийәгә игә күрәшчи айропилан қатарлиқ мудапиә саһәсини тәрәққий қилдурушта муһим мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргәнлики сәвәбидин, икки дөләт оттурисида мудапиәдә йеңи һәмкарлиқларни орнитиш пурсәтлириниң барлиқини ойлаватимән» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», түркийәниң охшимиған шәһәрлиридин афғанистанға берип халисанә хизмәт қиливтқан 12 кишилик сәһийә әтритиниң, пайтәхт кабулдики ататүрк балилар дохтурханисида оператсийә қилиш вә давалаш хизмәтлирини башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәлик дохтурларниң афғанистандики балиларға үмид беғишлиғанлиқи қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», айдинниң кушадаси (қуш арили) наһийәсигә 2023-йили 531 парахотта 785 миң чәт әллик сайаһәтчиниң кәлгәнликини, бу йил (2024)  625 парахотта 1 милйон чәт әллик сайаһәтчиниң келишиниң күтүлүватқанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر