29.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2133178
29.04.2024

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири хақан фиданниң пәләстин баш министири вә ташқи ишлар министири муһәммәд мустафа билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә әскәртилишичә, икки министирниң телефон сөһбитидә, ғәззә вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи районлириниң вәзийити һәққидә музакирә елип берилған.

«‹һөррийәт› гезити», түркийә җумһурийити қатнаш вә ул әслиһә ишлири министири абдулқадир уралоғлуниң әрәб бирләшмә хәлипиликиниң мәбләғ селиш ишлири министири муһәммәд бин һәсән әссувәйди билән истанбулда көрүшкәндә қилған муну сөзлирини нәқил кәлтүрди:

«алдимиздики мәзгилдә әрәб бирләшмә хәлипилики,  ирақ вә қатарлиқ мәнсәпдашлирим билән бирликтә төт тәрәплик министир дәриҗиликләр йиғини өткүзимиз, тәрәққийат йоли лайиһәсидә давамлиқ һәмкарлишимиз.»

«‹ситар› гезити», «мексикалиқ министир: <түркийәниң мувәппәқийәтлири чегралардин һалқип дөлитимизгичә йетип кәлди> деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

мексика сайаһәт ишлири министири мигуел торруко маркуес, түркийәниң телевизийә тийатирлириниң мексикалиқларниң түркийәгә зийарәткә беришида муһим рол ойнаватқанлиқини байан қилип мундақ деди:

«түркийә рәһбәрлири наһайити мувәппәқийәтлик телевизийә тийатирлири вә киноларниң васитиси арқилиқ елип бериватқан тәшвиқатларниң сайисида зор утуқларға еришти, бу мувәппәқийәтләр чегралардин һалқип мексикағичә йетип кәлди.бу түркийәниң достлуқи вә хуш пеиллиқниң намайәндиси, әлвәттә.»

«‹вәтән› гезити», түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтарниң LNG келишими үчүн америка енергийә ширкити Exxon Mobil билән сөһбәт елип бериливатқанлиқлирини ейтқанлиқини йазди.

«‹хәвәр түрк› гезити», сербийәдә өткүзүлгән йавропа бокис ләвһә талишиш һәл қилғуч мусабиқисидә, түркийә маһири сәмәт гумушниң әрләр 51 килограмлиқлар бойичә венгирийә маһири атила бернартни йеңип, алтун медалға еришкәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر