16.05.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2140311
16.05.2024

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң, түнүгүн адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дики гуруппа йиғинида қилған сөзидә, һамасниң ғәззәдә анадолуниң алдинқи сәп линийәлирини қоғдаватқан қаршилиқ көрситиш һәрикити икәнликини тәкитләп мундақ дегәнликини йазди:

«һечким <исраилийә ғәззәдә мәңгү қалиду> дәп хата ойлап қалмисун. әгәр бу азғун дөләтни, бу террорчи дөләтни <тохтап тур> демисә, һаман бир күни <вәдә қилинған земинлар> хам хийалиниң қаймуқтуруши билән диққитини анадолуға ағдуриду. дәрвәқә, һамас ғәззәдә анадолуниң алдинқи сәп линийәлирини қоғдаватқан қаршилиқ көрситиш һәрикитидур. силәр бундақ очуқ һәқиқәтни көрәлимигүдәк дәриҗидә  қариғу болуп қалдиңларму?»

«‹сабаһ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фиданниң америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

гезитниң дипломатик мәнбәләрдин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, министир фидан учришишта исраилийәниң рәфаһқа һуҗум қилишини қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтқан.

«‹һөррийәт› гезити», түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәкниң, түнүгүн түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири һәққидә бәргән байанатида мундақ дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлиримизни җанландуруватимиз. бу мәқсәттә түнүгүн бирйусселда муһим учришишларни елип бардуқ.»

«‹ситар› гезити», хәлқара киредитни дәриҗигә айриш оргини Fitch ниң мәбләғ салғучиларниң ишәнчисиниң ешишиға әгишип түркийәниң қәрз капитал базириниң җанлиниватқанлиқини билдүргәнликини  оқурмәнлири билән ортақлашти.

«‹хәвәр түрк› гезити», түркийә җумһурийити қатнаш вә ул әслиһә министири абдулқадир уралоғлуниң  түнүгүн бәргән байанатида, 2022-йили 5-айниң 14-күнидин буйан ризә – артвин айродурумидин 1 милйон 927 миң 680 йолучиниң пайдиланғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر