17.05.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2140691
17.05.2024

түркийә авази радийоси: «хабәртүрк» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң гирузийә баш министири иракли кобахидзе билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип: «барлиқ инсанийәт пәләстин хәлқиниң әркинлик күришини чоқум қоллиши керәк. мән дунйаниң һәр қайси җайлирида давам қиливатқан пәләстинни қоллаш һәрикәтлирини наһайити муһим вә интайин қиммәтлик, дәп қараймән» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«сабаһ» гезити: гирузийә баш министири кобахидзениң әрдоғанниң бир җумһур рәисла әмәс, бәлки пүткүл түркийәниң мәнпәәтини қоғдайдиған һәқиқий рәһбәр икәнликини билдүрүп: «сизниң рәһбәрликиңиз һәммимизгә үлгә» дегәнликини хәвәр қилди.

«һүррийәт» гезити: <байқар технологийә> ширкитиниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси халуқ байрақтарниң байанат берип, ширкәтниң «Bayraktar TB2» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң әң йеңи системисини түнүгүн полшаға йәткүзүп бәргәнликини ейтқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, халуқ байрақтар бу һәқтә тохтилип: «шундақ қилип, түркийә тарихида тунҗи қетим шималий атлантик әһди тәшкилати вә йавропа иттипақиға әза бир дөләткә йуқири техникилиқ қораллиқ учқучисиз һава аппарати експортини мувәппәқийәтлик тамамлиған болдуқ» дегән.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийә җумһурийити қатнаш вә ул әслиһә министирлиқи тәрипидин йеңилинип хизмәткә кириштүрүлгән сиркәчи-казличәшмә төмүр йол линийәсиниң йуқири баһа еришкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, бу линийә дунйаниң алдинқи қатардики сайаһәт тор бекәтлириниң бири болған «loneyplanet.com» тәрипидин <йавропадики сайаһәт қилишқа әрзийидиған 6 төмүр йол линийәси> қатариға киргүзүлгән.

«стар» гезити: әнглийәдики «дәвр алий маарип» (THE) намлиқ алий маарипни баһалаш оргининиң, дунйадики  2024-йилидики әң йахши «йаш университетлар тизимлики»гә 58 университети киргән түркийәниң, тизимликниң әң көп университети вәкиллик қилған дөлитигә айланғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر