20.05.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2141592
20.05.2024

түркийә авази радийоси: «хабәртүрк» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 19-май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байримида йашлар билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, 19-майниң әркинликниң символи икәнликини ейтқан җумһур рәис әрдоған, түркийәниң әң чоң күчи вә үмидиниң йашлар икәнликини тәкитлигән.

«һүррийәт» гезити: 19-май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байриминиң түркийәниң һәрқайси җайлирида қизғин тәбрикләнгәнликини, хәлқниң түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң җәсити қойулған анитқабирни (ататүрк хатирә сарийи) зийарәт қилғанлиқини йазди.

хәвәрдә, түркийә җумһурийити йашлар вә тәнтәрбийә министири осман ашкин бакниң анитқабир хатирә дәптиригә: «дөлитимиз вә байриқимизни һәр саһәдә йүксәлтишни давамлаштуримиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар» гезити: түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтарниң, йеқинда тәбиий газ байқалған қара деңиздин нефит байқалғанлиқиниң хуш хәвирини беришлириниң мумкинликини әскәртип: «нефит тепилиш аламәтлири бар қара деңиздики бәзи җайлардики тәкшүрүшлиримиз давам қиливатиду. йеқинда хуш хәвәрни ортақлишишимизни үмид қилимән» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити: венезуела пирезиденти николас мадуро түркийә билән венезуела оттурисида истанбулда түзүлгән мәбләғ селиш келишимини тәстиқлаш мусаписиниң ахирлашқанлиқи тоғрисидики һөҗҗәтни телевизийә нәқ мәйдан тарқитишида имзалиғандин кейин: «достум җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға саламлиримни йоллаймән» дегәнликини йазди.

«вәтән» гезити: истанбул пай чеки базиридики чәт әллик мәбләғ салғучиларниң пай нисбитиниң %40 кә йәткәнликини, түркийә иқтисадий көрсәткүчлириниң йуқири көтүрүлүши вә алақидар тәрәпләрниң иҗабий доклатлириниң чәт әллик мәбләғ салғучиларниң қизиқишини техиму ашуридиғанлиқини, пай чеки базири көрсәткүчиниң йеңи йүксәк пәллиләрни йаритиш мумкинчилики барлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر