25.04.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2131906
25.04.2024

«вәтән гезити», «әрдоған: <биз террорлуққа қарши қоллашни күтмәктимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң германийә пирезиденти франк-валтер стейнмейер билән өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, п к к вә фәттһуллаһчилар қатарлиқ инсанларниң хатирҗәмликини бузуватқан террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш үстидиму тохтилип, «терорлуққа қарши күрәш мәсилисидә германийә даирилиридин техиму көп қоллашни күтмәктимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөрийәт гезити», җумһур рәис әрдоғанниң түркийә әрмәнлири патриги саһак масалийанға йоллиған учурида: «биз һәтта бир әрменийә пуқрасиниңму чәткә қеқилишиға, йетим қалдурулишиға йаки өзини иккинчи синип вәтәндаш һес қилишиға йол қоймидуқ вә йол қоймаймиз. тарихта йүз бәргән ишларни, радикал сөзләр, йатлаштурушлар вә нәпрәт тили үчүн суйиистемал қилишқларға йол қоймастин, әқил, виҗдан, илим вә билимниң йетәкчиликидә музакирилишишимиз муһимдур» дегәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», «уралоғлу: <зәнгәзор каридори арқилиқ биз түркийә билән оттура асийа оттурисида йеңи бир бағлиниш йаритимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

қатнаш вә ул әслиһә министири абдулқадир уралоғлу: «биз түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида биваситә төмүр йол вә ташйол тиранспорт линийәси қуруп чиқидиған зәнгәзор каридори арқилиқ түркийә билән оттура асийа оттурисида йеңи бир улиниш йаратқан болимиз» деди.

«йеңи шәпәқ гезити», техника суписи <GeeksforGeeks> ниң 2024 – йили март ейидики доклатида, түркийәниң дунйа бойичә әң көп мевә ишләпчиқарғучи дөләтләр тизимликидә төтинчи орунға өткәнликигә вә йилиға 25 милйон тонна мәһсулат ишләчиқириватқанлиқиға алаһидә орун аҗритилғанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», «истанбул айродороми йавропадики әң ават айродромға айланди» сәрләвһилик хәвиридә, истанбул айродороминиң 8-апрелдин 14-апрелғичә күнигә оттура һесаб билән 1428 қетимлиқ айропилан учуш билән йавропа бойичә әң ават айродором сүпитидә тизимға елинғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر